әрдоған инстиграмда фотографлирини һәмбәһирлиди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған б д т омумий кеңишидә йеқинқи 15 йилда сөзлигән нутуқлири җәрйанида топланған фотографлирини инстиграмда һәмбәһирлиди.

1275627
әрдоған инстиграмда фотографлирини һәмбәһирлиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған б д т ниң 74-қетимлиқ омумий кеңәш йиғиниға қатнишиш үчүн йетип барған американиң нийу йорк шәһиридә, бүгүн (24-сентәбир) омумий кеңиш йиғининиң ечилиш мурасимиға қатнашти вә омумий кеңәшкә хитаб қилди.

у сөз қилиштин бурун инстиграм адресидин 15 йиллиқ фотографлирини һәмбәһирлиди. у учурида мундақ деди:

«йеқинқи 15 йилдики б д т нутуқлиримниң 10 фотографи. йиллардин буйан бу курсида пүткүл дунйаға һәқиқәтләрни вә һәқни қандақ аңлатқан болсақ, бүгүнму охшаш усул, охшаш етиқад вә күч билән, дунйаға җакарлаватимиз: дунйа бәштин чоңдур.»  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر