чавушоғлу: сүрийәдә түркийә әскәрлириниң бихәтәрлики қәтий қоғдилиду

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сүрийәдә түркийә әскәрлириниң бихәтәрлики үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилидиғанлиқлирини ейтти.

1255465
чавушоғлу: сүрийәдә түркийә әскәрлириниң бихәтәрлики қәтий қоғдилиду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу салвадор ташқи ишлар министири александра хил (Alexandra Hill) билән пайтәхт әнқәрәдә ортақ ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

мәвлүт чавушоғлу сөзидә, түнүгүн (19-авғуст) түркийә армийәсиниң һәрбий аптомобиллириға қилинған вә үч киши җенидин айрилип, 12 киши йариланған һуҗум тоғрисида тохталди.

у русийәниң мунасивәтлик рәһбәрлири билән алақә қилғанлиқлирини билдүрүп: «9-көзитиш нуқтисини башқа йәргә йөткәш нийитимиз йоқ, армийә рәһбәрлири зөрүр тәдбирләрни алди» деди.

у бәшшар әсәд һакимийитини «от билән ойнашмаслиқ» тоғрисида агаһландуруп: «әскәрлиримизниң бихәтәрлики үчүн немә қилиш керәк болса шуни қилимиз. әмма, ишниң чоңийип ундақ сәвийәгә келишини халимаймиз. диққитимизни балдуррақ сийасий мусапиға мәркәзләштүрүшимиз керәк. демисиму, сентәбир ейида түркийә-русийә-иран үч тәрәп йиғини ечилиду» деди.

у америка билән сүрийәдә тәсис қилинидиған тинчлиқ каридори үчүн «ортақ һәрикәт мәркизи» хизмәтлири үстидиму тохталди. у мундақ деди:

«америкадин мәсул хадимлар келишкә башлиди вә бу давамлишиватиду. һәр мәсилидә келиштуқ десәк тоғра болмас, әмма охшимиған чүшәнчигә игә мәсилиләрдә музакирәлиримизни давам қилимиз. болмиса фиратниң шәрқигә кириш тоғрисида өзимизниң пилани бар. бу тоғрида җумһур рәисимизниң йолйоруқи наһайити ениқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر