әрдоған һәләпчә қәтлиами һәққидә байанат елан қилди
һәләпчә қәтлиами иран – ирақ уруши мәзгилидә йүз бәргән иди.
түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақниң һәләпчә шәһиридә йүз бәргән қәтлиамниң 31 – хатирә йили мунасивити билән байанат елан қилди.
әрдоған иҗтимаий таратқу һесабида елан қилған байанатида, «31 йил илгири миңлиған пуқраниң химийәлик қорал һуҗуми түпәйли һайатидин айрилиши қәлблиримиздә пәйда қилған йарилар һазирму өз пети турмақта» деди.
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәләпчә қәтлиаминиң инсанийәт тарихиға бир қара дағ болуп хатирләнгәнликини тәкитләп, «һәләпчә қәтлиамида һайатидин айрилған корд қериндашлиримизға аллаһтин рәһмәт теләймиз» дегән сөзләрни ишләтти.
һәләпчә қәтлиами иран – ирақ уруши мәзгилидә йүз бәргән иди.
әйни чағдики ирақ пирезиденти саддам һусәйин һәләпчидә химийәлик қорал ишлитиш буйруқини чүшүргән иди.
1988 – йили 16 – мартта 8 айропилан зәһәрлик газ бомбилирини һәләпчә йезисиға ташлиған иди.
һуҗумда асаслиқ көп қисми пуқралардин тәшкил тапқан 5000 дин көпрәк киши һайатидин айрилған вә 7000 дин көпрәк киши йаридар болған иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
гиретсийә баш министири кирийакос митсотакис әтә түркийәгә йетип келиду
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә митсотакисниң зийаритини қобул қилиду.