әрдоған: залимларға сүкүт қилип турмиғанлиқимиз үчүн бизгә дүшмән болушти

әрдоған: «түнүгүнки түрк бүгүнму охшашла түрк, дүшмәнлириму охшашла дүшмән. орнимизда җим түривәргән күн, чекинишкә башлиған күнимиз болиду» деди.

1143781
әрдоған: залимларға сүкүт қилип турмиғанлиқимиз үчүн бизгә дүшмән болушти

 

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған залимларға сүкүт қилмиған түркийәни террорлуқ арқилиқ булуңға қистимақчи болғанларға тетиғудәк дәрс берип қойғанлиқини вә дәрс беришни давамлаштуридиғанлиқини тәкитлиди.

әрдоған кастамонониң күзәйкәнт мәйданида хәлққә хитаб қилди.

әрдоған нутуқида, террорлуққа қарши күрәш үстидә тохтилип, йеқинқи йиллардин буйан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ға, фәтһуллачи террорлуқ тәшклатиға охшаш суйиистемалчи тәшкилатларға вә даешқа охшаш башқиларниң лайиһә тәшкилатлириға қарши нәтиҗилик күрәш қиливатланқилиқини ейтти.

әрдоған мундақ деди:

«17 йиллиқ һөкүмитимиз даим мушуларға қарши күрәш қилиш билән өтти. бөсоп өткән һәр тосалғудин кейин, йеңи - йеңи тосалғуларға учридуқ. дөлитимизни вә миллитимизни даим биарам қилишти. улар бизни булуңға қистиғансири биз милләт болуш сүпитимиз билән бирликимизни техиму мустәһкәмлидуқ. дөләт болуш сүпитимиз билән техиму күчәйдуқ»

әрдоған ташқи пиривут баһаси вә өсүм арқилиқ түркийәни булуңға қистимақчи болғанларға болса, йолға қойған тәдбирлири арқилиқ йахши дәрс берип қойғанлиқини билдүрди. иқтисадта тәдбиләрни йолға қойушни давамлаштуридиғанлиқини тәкитләп, «түркийә үстидин қурулған пиланлар илгири қандақ болған болса, һазирму шундақ болмақта. чүнки түрк бүгүнму охшашла түрк, дүшмәнлириму охшашла дүшмән. орнимизда җим түривәргән күн, чекинишкә башлиған күнимиз болиду» деди.

әрдоған түзүлгән синарийәләрни бузуп ташлап, түркийәниң кәлгүсини рошәнләштүргәнликини тәкитләп, «бизгә шуңа дүшмән болушти. миллитимиз билән биргә болғанлиқимиз вә дөлитимизни тик турғузғанлиқимиз үчүн дүшмән болушти. залимларға сүкүт қилип турмиғанлиқимиз, адаләтсизликлирини удул йүзлиригә урғанлиқимиз үчүн бизгә дүшмән болушти. иқтисадимиздини күчәйткәнликимиз вә ойунларни бүзуп, кәлгүсимизни рошәнләштүргәнлимиз үчүн бизгә дүшмән болушти. биз дуч кәлгән бу дүшмәнликләрни хәлқ вә милләтниң нәзиридә бигунаһлиқимизниң шаһәдәтнамиси дәп қараймиз» деди.

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر