түркийә гамбийәгә йардәм қилди

түркийә ғәрбий  африқа дөләтлиридин гамбийәгә һәрбий әслиһә йардәм қилди.

1126990
түркийә гамбийәгә йардәм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдин әвәтилгән һәрбий әслиһәләрни тапшуруп бериш мәқситидә гамбийәниң пайтәхти банҗулдики һәрбий қараргаһта өткүзүлгән мурасимға, гамбийә баш иштаб башлиқи генерал масаннеһ кинтеһ, түркийәниң банҗулда турушлуқ баш әлчиси исмаил йәфа йүҗәәр вә көп санда һәрбийләр иштирак қилди.

баш әлчи исмаил йәфа йүҗәәр  мурасимда қилған сөзидә, түркийәниң гамбийә армийәсигә қорал - йарағ сиртидиму йәнә һәр саһәдә йардәм берип келиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «йеқинқи 16 йил ичидә түркийә гамбийә армийәсигә һәм тәлим – тәрбийә һәм һәрбий әслиһә җәһәттин йардәм қилди, буниңдин кейинму давамлиқ йардәм қилиду.»

гамбийә баш иштаб башлиқи генерал масаннеһ кинтеһ, түркийәниң йардәмлиридин интайин хурсән икәнликлирини, гамбийә армийәсиниң өз ролини җари қәилдурушида түркийәниң йардәмлириниң муһим рол ойниғанлиқини, түркийәниң һазирғичә гамбийәлик 7 миң 500 әскәрни һәм гамбийәдә һәм гамбийә сиртида тәрбийәләп бәргәнликини қәйт қилди.

игилинишичә, түркийәдин әвәтилгән һәрбий әслиһәләр арисида һәрбий өтүкләр, һәрбий формилар вә һәрбий сомкилар қатарлиқларму бар икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر