әрдоған: залимниң қилғанлири һечқачан өзигә пайда елип кәлмәйду

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған қийинчилиққа учриғанда сәвр қилған, тоғра йолда маңған вә бир-биригә мәһкәм бағланған бир милләтни һечқандақ күчниң йиқиталмайдиғанлиқини ейтти.

870856
әрдоған: залимниң қилғанлири һечқачан өзигә пайда елип кәлмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған конйада өткүзүлгән «мәвлана җалалиддин руми вапатиниң 744-йилини хатириләш паалийити» гә қатнашти вә муһим сөз қилди.

у мәвлана җалалиддин руминиң йүз йиллар бурун, иттипақлиқ, баравәрлик, сөйгү вә өзара қериндашлиқ тоғрисида қилған һикмәтлик сөзлириниң, дәвридимиздиму мәнисини йоқатмиғанлиқини билдүрди. у бүгүнки күндә, бәзи күчләрниң түркийә вә районда қан төкүш, өчмәнлик пәйда қилиш вә зораванлиқ билән күч ишлитишкә урунуватқанлиқлирини қәйт қилди.

у бәзи дөләт һөкүмәтлириниң варил бомбилар вә балистик башқурулидиған бомбилар билән вәйран қилиш, қәтлиам йүзгүзүш арқилиқ һакимийитимизни сақлап қалалаймиз, дәп ойлайдиғанлиқини әскәртти. у мундақ деди:

«бәзи күчләр мусулманлар сәзгүр муамилә қилидиған мәсилиләрни йоқ һесаблап, һәтта айақ-асти қилип, сәвримизни синаватқан болуши мумкин. әмма, мәвлана җалалиддин руми бизгә, бесим билән иқбалға йәтмәкчи болғанларниң, зораванлиқ вә питнә-пасат билән һакимийәт тикләшни хийал қилғанларниң қанчилик чоң ғәпләт ичидә икәнликлирини наһайити ениқ байан қилған.»

рәҗәп таййип әрдоған һәр түрлүк қийинчилиқларға қарши күрәш қилиштин ваз кәчмәйдиғанлиқлирини әскәртип, мундақ деди:

«тарихта сансизлиған қетим испатланғинидәк, зулумниң ахири бәрбатлиқтур. залимниң қилғанлири һечқачан өзигә пайда елип кәлмәйду. ахирәт күнидә қәтлиамларниң, қилинған зулумларниң, төкүлгән қанларниң чоқум сориқи болиду, сорилиду.»

у: «қийинчилиққа учриғанда сәвр қилған, тоғра йолда маңған вә бир-биригә мәһкәм бағланған бир милләтни һечқандақ күч йеңәлмәйду. биз иттипақ болсақ, аллаһниң изни билән җуғрапийәмиздә терилмақчи болған питнә-пасат уруқлири һәргиз бехлиналмайду. қериндашлиримизға һалаллиқ берип, аҗиз вә мәзлумларға дастихинимизни кәң ачсақ, һечким бизни тиз чөктүрәлмәйду, мәзһәпчилик питнилири тарқитиш, етник нуқтидин иғвагәрчилик қилиш, қәдимдин тартип давамлишип келиватқан әнәнилиримизни йоқитиш арқилиқ пәйда қилинмақчи болған бөлгүнчилик шамаллири, биз қәтий тәврәнмәй турсақла һәргизму мәқситигә йетәлмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر