түркийә шималий корейәниң балистик башқурулидиған бомба синиқини әйиблиди

түркийә ташқи ишлар министирлиқи шиалий корейәниң қитәләр ара башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини әйибләп, йазма байанат елан қилди.

764883
түркийә шималий корейәниң балистик башқурулидиған бомба синиқини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, шималий корейә қилған балстик башқурулидиған бомба синиқиниң бурунқилириға охшаш б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға очуқ-ашкара хилаплиқ қилиш болидиғанлиқи әскәртилди.

 изчил қилиниватқан башқурулидиған бомба синақлириниң, шималий корейәниң хәлқаралиқ мәсулийити билән һәрикәт пиринсиплириға бойсунмаслиқ позитсийәниң очуқ намайәндиси икәнлики көрситилгән байанатта, шиалий корейәниң б д т хәвпсизлик кеңиши қарарлириға бойсунуши вә районда вәзийәтниң техиму кәскинлишишигә сәвәб болидиған һәр түрлүк һәрикәтләрдин йирақ туруши керәклики тәкитләнди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر