ширнакта үч әскәр шеһит болди

террорлуқ тәшкилати п к к ниң ширнакниң улудәрә наһийәсидә бир һәрбий аптомобилға қилған һуҗумида үч әскәр шеһит болди.

760458
ширнакта үч әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: ширнакниң улудәрә наһийәсидә әлмали базисиға тамақ тошуп маңған һәрбий аптомобил, п к к террористлириниң қораллиқ һуҗумиға учриди. п к к террористлири қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтритиниң әлмали базисиға тамақ тошуватқан һәрбий аптомобилни йирақ мусапилиқ қорал билән оққа тутти. һуҗумда, еғир йариланған үч әскәр ширнак дөләтлик дохтурханида давалаш үнүм бәрмәй шеһит болди.

районда террористларни тутуш үчүн кәң көләмлик һәрбий һәрикәт башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر