қатар киризиси чавушоғлуниң латвийә зийаритиниң кечиктүрүлүшигә сәвәб болди

дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, қатар киризиси сәвәбидин түнүгүн латвийәгә қилидиған дөләт ишлири зийаритини кечиктүрди.

749028
қатар киризиси чавушоғлуниң латвийә зийаритиниң кечиктүрүлүшигә сәвәб болди

түркийә авази радийоси хәвири: латвийә ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтики байанатиға қариғанда, чавушоғлу латвийә ташқи ишлар министири линас линкевикиусқа телефон қилип, зийарәтниң кечиктүрүлгәнликидин әпсусланғанлиқини ипадилигән вә зийарәтниң һәр икки тәрәп мувапиқ, дәп қариған бир вақитта ишқа ашурулушини үмид қилидиғанлиқини билдүргән.

байанатта, зийарәтниң қатарни өз ичигә район вәзийитиниң начарлишиши түпәйли кечиктүрүлгәнликиму қәйт қилинди.

чавушоғлу ахирқи қетим буниңдин икки йил илгири латвийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған, латвийә ташқи ишлар министири линкевикиус болса, 22 – авғустта түркийәдә зийарәттә болғаниди.

линкевикиус, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң 15 – ийулдики һәрбий – сийасий өзгириш қозғашқа урунуш һәрикитидин кейин түркийәдә зийарәттә болған тунҗи йавропа иттипақи вә нато ташқи ишлар министири болғаниди.

йәнә бир тәрәптин, дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу, қатар киризисини һәл қилиш бойичә телефон дипломатийәсини давамлаштурмақта. у бу даиридә, түнүгүн кәчтә қатар ташқи ишлар министири шәйх муһәммәд бин абдурраһман әссани билән телефонда көрүшти.

дипломатик мәнбәләрдин игиләнгән учурға асасланғанда, чавушоғлу билән қатарлиқ мәнсәпдеши түнүгүнки телефон сөһбитидә парс қолтуқи районидики әң йеңи өзгиришләр тоғрисида сөзләшкән.

министир чавушоғлу йәнә, роминийә ташқи ишлар министири теодор мелешкано вә булғарийә ташқи ишлар министири екатерина захариева биләнму айрим – айрим һалда телефон сөһбити өткүзди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر