түркийә армийәси террорчиларниң қандилдики увилирини битчит қилишни давамлаштурмақта

түркийә һава армийәси ирақниң шималидики қандил райониға һавадин зәрбә бериш һәрикити елип барди.

737289
түркийә армийәси террорчиларниң қандилдики увилирини битчит қилишни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә армийәси ирақниң шималидики қандил райониға һавадин зәрбә берип 4 террорчини уҗуқтурди, икки қорал истиһкамини пачақлап ташлиди.

түркийә армийәси байанат берип, тапшурувелинған һазирий истихбарат учуриниң анализ қилиниши нәтиҗисидә ирақниң шималиға җайлашқан қандил райониға түркийә вақти саәт 14:50 дин саәт 15:15 кечә болған арилиқта һавадин зәрбә бериш һәрикити елип берилип, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к мәнсуплири ишлитиватқан бир өңкүрниң оққа тутулғанлиқини, һуҗумда 4 террорчиниң уҗуқтурулуп, бир өңкүргә йеқин җайдики икки қорал истиһкаминиң пачақлап ташланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر