әрдоған универстет оқуғучилириниң соаллириға җаваб бәрди

дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германийәниң террористларни қанат астиға елип, натсизмни қайтидин әвҗ алдурғанлиқини ейтти.

710815
әрдоған универстет оқуғучилириниң соаллириға җаваб бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәис рәҗәп таййип әрдоған истанбулдики сәһийә билимлири универстетида икки хусусий телевизийә қанили ортақ тарқатқан «йашлар билән учришиш» пирограммисиға қатнишип, оқуғучиларниң соаллириға җаваб бәрди. у голландийә билән германийәниң у йәрләрдә йашаватқан түркләр билән учрашмақчи болған түркийә министирлириға, ирқий айриичилиқ қилип, натсистларчә муамилә қилғанлиқини؛ буниң аддий вәқәләр әмәсликини, германийәниң бу муамилиси билән у йәрдә йашаватқан 3 милйон түркийә пуқрасиға һөрмәтсизлик қилғанлиқини тәкитлиди.

у сөзидә йәнә, германийәниң миңларчә террористни қанат астиға еливатқанлиқини әскәртти. у террористларға мунасивәтлик 4 миң 500 дин артуқ һөҗҗәт тапшурулған болсиму, германийәниң террористлар тоғрисида һечқандақ керәклик қәдәмләрни ташлимиғанлиқини әскәртти. у истанбулда туруватқан германийәликләрниң бинада бир җасус террористни бир ай йошуруп сақлиғанлиқини, ахирида террористниң тутулғанлиқини билдүрди.

у йавропа иттипақиниң түркийәгә нисбәтән қош өлчәм қоллиниватқанлиқини, 16-апрелдики реферандумдин кейин, йавропа иттипақи билән мунасивәтләрни қайтидин көздин кәчүридиғанлиқлирини ейтти. у: «улар 16-апрелдин кейин, ойлап бақмиған ишларға дуч келиши мумкин» деди.

у реферандум арқилиқ орнитилмақчи болған түзүм тоғрисидики «һоқуқ бир кишиниң қолиға мәркәзлишиду» дегән тәнқидлири үстидә тохталди. у йеңи түзүмдә, қанун чиқириш, иҗра қилиш вә әдлийәниң айриветилидиғанлиқини, иҗра қилиш һоқуқиниң бир мәркәздә болидиғанлиқини билдүрди. у һазирқи мәвҗут түзүмниң «қош баш» лиқ икәнликини тарихтин мисал кәлтүрүп чүшәндүрди вә йеңи түзүмдә җумһур рәис билән баш министирдин ибарәт икки рәһбәр болушниң йоқилидиғанлиқини, иҗра ишлириниң техиму тез вә тәртиплик болидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر