әминә әрдоған африқилиқ йетимларға көңүл бөлди

әминә әрдоған мозамбиктики йетимханиға пул ианә қилди вә йетим өсмүрләргә һәр хил һәдийә буйумлири тарқитип бәрди.

658444
әминә әрдоған африқилиқ йетимларға көңүл бөлди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған мозамбиктә һәр йаштики өсмүрләргә игә чиқиватқан йетимханини зийарәт қилди.

әминә әрдоған түркийә баш министирлиқиға қарашлиқ түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә оргини «TİKA» тәрипидин  йетимханида өткүзүлгән чақлиқ орундуқ тарқитип бериш мурасимида сөз қилип: «африқа билән гәрчә җуғрапийә җәһәттин узақ болсақму, қәлблиримиз бир вә баравәрдур. мейип қериндашлиримизниң турмуш шараитини азрақ болсиму йахшилийалисақ, бу бизгә нисбәтән әң чоң бәхттур. хәлқимиз вә дөлитимиз һечқандақ мәнпәәт көзлимәстин африқиға достлуқ қолини созушни давамлаштуриду» деди.

әминә әрдоған африқиниң түркийәгә нисбәтән һәр даим қериндашлар йурти болуп һесаблинидиғанлиқини тәкитлиди.

әминә әрдоған ахирида, йетимханиға пул ианә қилди вә йетимханидики өсмүрләргә һәр хил һәдийә буйумлири тарқитип бәрди.

зийарәт җәрйанида, әминә әрдоғанға түркийә–танзанийә парламент әзалири достлуқ гурупписи башлиқи зәһра ташкәсәнлиоғлу билән бәзи министирлар һәмраһ болди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر