йавроасийа тунели ишқа кириштүрүлди

асийа қитәси билән йавропа қитәсини тунҗи қетим тунел арқилиқ қуруқлуқтин  бир – биригә туташтуридиған йавроасийа тунели ишқа кириштүрүлди.

634437
йавроасийа тунели ишқа кириштүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: икки қитә оттурисидики өтүш вақти деңиз астидин 5 минутқа қисқирайду. лайиһә пиландикидин 8 ай бурун тамамланди. йавроасийа тунели дунйа бойичә әң чоңқурлуқтин өтқидиған қуруқлуқ тунели болуп, дунйа миқйасида нурғунлириған мукапатларниң саһиби.

илғар лайиһә, технологийә вә инженерлиқниң мәһсули болған 14.6 километир узунлуқтики тунел, йәр тәврәш вә деңиз ташқини хәвплириниңму тәсиригә учримайдиған шәкилдә йасалди.

тунелниң ичигә йатқузулған асфалт авазни азайтиш, тоңлимаслиқ вә еримәслик алаһидиликигә игә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر