әрдоған ислам дөләтлириниң башлиқлириға һейтлиқ салимини йоллиди

қурбан һейтни истанбулда өткүзүватқан дөлитимиз җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған, бәзи ислам дөләтлириниң дөләт башлиқлири билән телефонда көрүшүп, өзара һейтни тәбрикләшти.

570213
әрдоған ислам дөләтлириниң башлиқлириға һейтлиқ салимини йоллиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик күллийәсидин елинған мәлуматларға асасланғанда, рәҗәп таййип әрдоған сәуди әрәбистан падишаһи сәлман бин абдуләзиз, қатар әмири шәйх тәмим бин һамәд алсани, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев, пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас, пакистан баш министири нәваз шәриф вә һамас сийасий бийуросиниң рәиси халид мәшәл билән телефонда көрүшкән. у көрүшүштә, қурбан һейтниң ислам дунйасини өз ичигә алған пүткүл инсанийәткә, хатирҗәмлик вә аман-есәнликкә вәсилә болушиға тиләкдашлиқ билдүргән.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر