«әнқәрә түркийәгә қарши йалған – йавидақлар вә тәтүр тәшвиқатларға қарап туралмайду»

җумһур рәислик сарийи байанатчиси әнқәрә ниң түркийәгә қарши йалған – йавидақлар вә тәтүр тәшвиқатларға қарап туралмайдиғанлиқини ейтти.

503077
«әнқәрә түркийәгә қарши йалған – йавидақлар вә тәтүр тәшвиқатларға қарап туралмайду»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин германийәниң 1915 – йилқи вәқәләргә мунасивәтлик қарари һәққидә тохталғанда,  түркийәниң тарихи билән йүзлишиштин һечқачан қачмиғанлиқини, бирақ түркийәгә қарши йалған – йавидақлар вә тәтүр тәшвиқатларға қарап туралмайдиғанлиқини ейтти.

қалин германийә парламентиниң 1915 – йилқи вәқәләргә мунасивәтлик әрмәни дәвалири тоғрулуқ алған қарарини сийасий мәсулийәтсизлик дәп атап мундақ деди: «бу вәқәләрни баһанә қилип, бүгүнки күндики түркийә җумһурийити вә хәлқигә бесим ишлитишкә урунуш биһәдә аваричилиқтур. түркийә дөлити вә хәлқини һеч тонимаслиқтур. тарихида чоң қирғинчилиқни йүргүзгән германийә виҗдан азаби тартип, бәлки ақлиниш мәқситидә һәрикәт қиливатиду. германийә парламентиниң қарариниң түркийәгә нисбәтән һечқандақ әһмийити йоқтур. бу қарарни қаттиқ әйибләймиз.  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 2015 – йили 1915 – йилқи вәқәләрни тәтқиқ қилиш үчүн ортақ тарих комитети қуруш тәклипини сунғаниди. толиму әпсуски, әрменийә вә әрменийәниң дәвалирини қоллаватқанлар һазирғичә бу тәклипкә иҗабий җаваб қайтурмиди. германийә парламентиниң қарари түркийә – германийә мунасивәтлиригә сийасий һәм иҗтимаий җәһәттин наһайити зор тәсир көрситиду. җүмлидин германийәдә йашаватқан 3 милйон түркниң бу қарарға сүкүт қилиши мумкин әмәс.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر