20.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2117665
20.03.2024

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң йәр тәврәш районидики миңларчә йеңи өй қурулушиниң тез сүрәттә давам қиливатқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, селиниватқан йеңи өйләр саниниң йавропадики нурғун дөләтниң нопуси вә өй санидин көп икәнликини тәкитлигән әрдоған, өзлириниң йәр тәврәш районида дунйадики әң йахши әслигә кәлтүрүш хизмитини ишқа ашурғанлиқини билдүргән.

«вәтән» гезити: әсирниң апитиниң еғир зәрбисигә учриған 11 вилайәттики йәнә 30723 апәткә учриғучиниң өйлирини тапшуруп алғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, җумһур рәис әрдоған бир йерим ай ичидә йәр тәврәш районида 76 миңдин артуқ йеңи өйниң пүткүзүлгәнликини, йил ахириғичә бу санниң 200 миңға йәткүзүлидиғанлиқини ейтқан.

«сабаһ» гезити: ирақниң шималидики мәтина, зап, хакурк, гара вә қандил районлиридики п к к террорлуқ тәшкилати ишлитиватқан 27 орунға һавадин зәрбә берилгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң байанат елан қилип: «биз һечбир шеһитимизниң қенини йәрдә қоймидуқ, қоймаймиз!» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар» гезити: ирақниң шималидики п к к тәһдитини йоқитиш мәсилисидә келишкән түркийә билән ирақниң, диққитини ташлинидиған қәдәмләргә мәркәзләштүргәнликини, алдимиздики күнләрдә бағдадтин келидиған бир үмәк билән мунасивәтлик мәсилиләрниң музакирә қилинип қарар чиқирилидиғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, тәрәпләр сөһбәтлишиш арқилиқ п к к ни йоқитиш пиланини өз ичигә алған 25 маддилиқ бир рамка келишмини имзалайдикән.

«хабәртүрк» гезити: түркийәниң полат-төмүр санаити екиспортиниң бу йилниң алдинқи икки ейида 2023-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда %15.8 ешип, 2 милйард 503 милйон 142 миң долларға йәткәнликини йазди.

хәвәрдә, руменийәниң полат експортида 192 милйон 284 миң доллар билән биринчи؛ италийәниң 136 милйон 499 миң доллар билән иккинчи, германийәниң 122 милйон 471 миң доллар билән үчинчи орунда турғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر