10.05.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2137896
10.05.2024

түркийә авази радийоси: «стар» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң «йавропа күни» мунасивити билән тарқатқан телеграммисида, йавропа иттипақиниң түркийәгә қаратқан сийасәтлирини тилға елип: «түркийә, дөлитимизгә қаритилған чәткә қеқиш сийасәтлири алдида, илкидики истратегийәлик пурсәт вә иқтидарлардин пайдилиниш һәмдә уларни тәрәққий қилдуруштин өзини қачурмайду» дегәнликини йазди.

«хабәртүрк» гезити: җумһур рәис әрдоғанниң биразилийә пирезиденти лула билән өткүзгән телефон сөһбити җәрйанида, биразилийәниң исраилийәниң пәләстин земинидики вәһшийликигә тутқан позитсийәсиниң тәқдирләшкә әрзийдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити сода министири өмәр болатниң, исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катзниң «түркийә експорт чәклимисини бикар қилди» дегән сөзлиригә инкас қайтуруп: «исраилийә ташқи ишлар министириниң сөзлири қәтий шәкилдә тәсәввурдин ибарәт болуп, реаллиқ билән һечқандақ мунасивити йоқ. биз һөкүмәт болуш сүпитиимиз билән, исраилийә билән болған сода мәсилисидә чиқарған қараримизниң арқисида турмақтимиз» дегәнликини йазди.

«һүррийәт» гезити: исраилийә мәтбуатлирида түркийәниң исраилийә билән болған содини тохтитиш қарариниң туйуқсизла оттуриға чиққанлиқи вә буниң турмуш тәннәрхини ашуруветидиғанлиқи тоғрисидики қарашларға орун берилгәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, исраилийә рәқәмлик тәминләш зәнҗириниң баш әмәлдари елад баршан байанат берип: «бу (қарар) бизниң тәминләш зәнҗиримизниң әң аҗиз нуқтисиға зәрбә бәрди» дегән.

«сабаһ» гезити: түркийәниң байрақ тошуғучи ширкити—түркийә һава йоллири ширкити (THY)ниң 2023-йили 1-айдин 4-айғичә болған җәрйанда 23 милйон 600 болға җәмий йолучи санини бу йилниң охшаш мәзгилидә %8 ашуруп, 25 милйон 500 миңға йәткүзгәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر