15.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2115761
15.03.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң дунйаниң охшимиған дөләтлиридин нурғун кишиләрниң түркийәдә давалиниш үчүн келиватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәниң сағламлиқ сайаһәтчиликидики үлүшиниң тәдриҗий ешиватқанлиқини тәкитлигән әрдоған: «бу йилниң биринчи пәслидә илтимас қилғучилар сани 225 миңдин ешип кәтти» дегән.

«сабаһ» гезити: ирақниң пайтәхти бағдадта түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан, дөләт мудапиә министири йашар гүләр вә миллий истихбарат идариси (MIT) башлиқи ибраһим қалин қатарлиқларниң ирақ әмәлдарлири билән бихәтәрлик йиғини ечип, асаслиқи бихәтәрлик вә һәрбий һәмкарлиқ, террорлуққа қарши туруштики ортақ тонушни илгири сүрүш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити сода министири өмәр болатниң лондонда әнглийә сода ишлири вәзири кеми баденоч билән көрүшкәндин кейин байанат берип, әнглийә билән түркийәниң әркин сода келишимини йеңилаш тоғрисида сөһбәт башлиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«һүррийәт» гезити: түркийә иқтисадидики иҗабий йүзлинишниң алақидар тәрәпләрниң диққитини қозғиғанлиқини, әнглийәниң HSBC банкисиниң түркийәниң 2024-йиллиқ ешиш мөлчәрини %2.5 тин %3.1 кә , 2025-йиллиқ ешиш нисбитини %3.5 тин %3.6 кә чиқарғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниң байанат берип, қойуп бериш мәшғулати елип барғили болидиған йәрлик супа қуруш хизмәтлириниң ишлиниватқанлиқини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, «дөләт әрбаблиримиз бу һәқтики хушхәвәрлирини ортақлишиду» дегән гәзәравҗи сөзини давамлаштуруп: «аләм бошлуқи саһәсидә 10 нишан бекитилди, бу нишанларни әмәлгә ашуруш йолидики хизмәтлиримиз давамлашмақта» дегәнләрни қәйт қилған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر