14.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2115317
14.03.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (13-март) байанат елан қилип, «бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати бу земинларда орнитилмақчи болған зулум тәртипиниң давамлишиши үчүн, дөлитимизниң бешиға бала қилинди. бирақ, биз йеқинқи 21 йилда әмәлгә ашурған демократийә вә тәрәққийат инқлаблири арқилиқ бу ойунни буздуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси өнҗү кәчәлиниң ахбарат елан қилиш йиғинида, министир хақан фиданниң америка зийаритидә террорлуққа қарши күрәш мәсилисидә вашингтонға ениқ сигналниң берилгәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрактарниң бу йил (2024) енергийә саһәсидә йеңи кәшипләрниң күтүлүватқанлиқини билдүрүп, «қарадеңиздики үч муһим орунда бу йил ичидә тәкшүрүш ишлирини башлаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», җумһур рәислик мәһкимиси мудапиә санаити ширкитиниң башлиқи халуқ гөргүнниң 2018-йилдин 2022-йилғичә болған мәзгилдә йәр шари қорал-йарағ екиспортиниң %1.1 ни игәлләп 12-рәттин орун алған түркийәниң, 2019-йилдин 2023-йилғичә болған мәзгилдә бу рәқәмни %1.6кә чиқирип 11-рәткә өрлигәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر