08.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2112688
08.03.2024

түркийә авази радийоси: «вәтән» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң ақсарай дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан билән көрүшүп, ғәззәдә тездин уруш тохтитиш елан қилиш вә йоллинидиған йардәм әшйалириниң миқдарини көпәйтиш керәкликини оттуриға қойғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, фидан америка қошма иштатлириниң иттипақдашлиқ роһиға асасән һәрикәт қилип, п к к гумаштилири билән болған мунасвитигә хатимә бериши керәкликини тәкитлигән.

«йеңи шәпәқ» гезити: ирақниң шималидики зәрбә бериш һәрикәтлири арқилиқ п к к ни йоқитишни пиланлиған түркийәниң, овакой чегра еғизини өз ичигә алған тәрәққийат йоли түри хизмитиниң сүритини ашурғанлиқини йазди.

хәвәрдә, көрситилишичә, бу түр п к к ниң  ирақ-сүрийә алақисини үзүп ташлайдиған тәбиий тосуқ болуп қалидикән.

«стар» гезити: американиң «Business Insider» журнилиниң 21-феврал тунҗи қетимлиқ учушини мувәппәқийәтлик тамамлиған түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилани — каан һәққидики анализида, қериндаш дөләт әзәрбәйҗанниң русийәдә ишләнгән уруш айропиланлириниң орниға каанни ишлитидиғанлиқини илгири сүргәнликини йазди.

«һүррийәт» гезити: түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақтарниң байанат берип: «габардики күндилик нефит ишләпчиқириш миқдаримизни 37 миң варилдин ашурдуқ. апрелда тоққуз йеңи қудуқ ечилиду, нишанимиз 2024-йилиниң ахирида күндилик ишләпчиқириш миқдаримизни 100 миң варилға йәткүзүштур» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر