04.03.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2110615
04.03.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән телефонда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, көрүшүштә түркийә-пакистан мунасивәтлири, район вә хәлқаралиқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң шаһбаз шәрифни қайтидин баш министирлиққа сайланғанлиқини тәбриклигәнлики вә йеңи дәврдә түркийә-пакистан мунасивәтлириниң чоңқурлашқан һалда тәрәққий қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң ғәззәдә уруш тохтитиш үчүн учришишларниң давамлишиватқанлиқини билдүрүп, «рамизан башлиништин илгири уруш тохтитишни әмәлгә ашуруш үчүн чоң үмид вә зор тиришчанлиқлар бар» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, хақан фиданниң келәр һәптә америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң тәклипигә бинаән американи зийарәт қилидиғанлиқини ейтқанлиқи билдүрүлди.

«стар гезити», венгирийә ташқи ишлар вә сода министири петерниң анталйа дипломатийә мунбири үстидә тохтилип, «бу ғәрбий йавропа болмиған б д т омумий кеңишигә охшиди» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, петерниң анталйа дипломатийә мунбиригә қатнашқан нурғун африқа дөләтлири рәһбәрлириниң үнүми йуқири болған учришишларни өткүзүш пурситигә еришкәнликини әскәртип, «дунйа билән учришиш үчүн пүткүл дунйани айлинишқа мәҗбур қалмидуқ» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң үч башқурулидиған бомбини тәң бирла вақитта аталайдиған «HİSAR-O» башқурулидиған бомба системисиниң видеосини тарқатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мәзкур башқурулидиған бомба системисиниң үч башқурулидиған бомбини тәң бирла вақитта қойуп бериш аптомобили, бир данә һава қалқан радари вә бир данә контрол мәркизидин тәркип тапидиғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر