01.03.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2109449
01.03.2024

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: җумһур рәис әрдоғанниң түркийәниң 2023-йиллиқ иқтисадий ешиш көрсәткүчи тоғрисида тохтилип: «түркийә иқтисади бултур йәр тәврәш вә башқа сәлбий әһвалларға қаримай, %4.5 ешип, интайин муһим мувәппәқийәткә еришти. шундақ қилип, иқтисадимиз уда 14 пәсил ашқан болди. бу санлиқ мәлуматлар билән, (түркийә) йавропадики иқтисадий әң көп ашқан дөләт болди» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: түркийә иқтисадиниң 2023-йили %4.5, өктәбир-декабир айлирида  болса, бир алдинқи йилниң охшаш пәслигә селиштурғанда %4 ешип, иқтисадий һәмкарлиқ вә тәрәққийат тәшкилатиға әза дөләтләр ичидә иккинчи, 20 дөләт гуруһи дөләтлири ичидә үчинчи болғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийәниң өзи ишләпчиқарған учқучисиз һава аппаратлири / қораллиқ учқучисиз һава аппаратлири билән, бу саһәниң байрақдарлири болған исраилийә билән русийәни арқида қалдурғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, нөвәттики (2024-йилидики) санлиқ мәлуматларға қариғанда, 11 миң 500 қораллиқ учқучисиз һава аппаратиға игә  болған америка биринчи, 3300 аппаратқа игә болған хитай иккинчи, 1000 аппаратқа игә болған түркийә үчинчи орунда туридикән.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң, америка тәрипидин әвәтилгән «түркийәгә 40 данә йеңи F-16 Block-70s типлиқ күрәшчи айропилан сетип бериш вә 79 данә F-16 типлиқ күрәшчи айропиланни заманивилаштуруш» тоғрисидики «тәклип вә қобул қилиш лайиһәси»ниң министирлиққа йетип кәлгәнликини, мунасивәтлик орунларниң тәкшүрүш вә баһалаш хизмәтлирини башливәткәнликини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтунниң байанат берип, хәлқара марка баһалаш оргини — Brand Finance тәрипидин тәййарланған «йәршари йумшақ детал көрсәткүчи»ниң 2024-йиллиқ көрсәткүчигә асасланғанда, түркийәниң медийа вә учур-алақә саһәсидә бултурқидин 10 балдақ өрләп, 193 дөләт ичидә 18-болғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر