23.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2106351
23.02.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тунҗи қетимлиқ учушини мувәппәқийәтлик тамамлиған түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилани <каан>ни 2028-йилиниң ахирида түркийә җумһурийити һава армийәсигә тапшуруп беришни пиланлаватқанлиқлирини ейтқанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, әрдоған түркийәниң нишаниниң мудапиә санаитиниң алдинқи қатаридин орун елиш икәнликини әскәрткән.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийәниң миллий уруш айропилани <каан>ниң тунҗи учушиниң дунйа таратқулириниң күнтәртипидин орун елишни давамлаштуруватқанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, хәлқара таратқулар, түркийәниң 5-әвлад күрәшчи айропилан ишләпчиқиридиған аз сандики дөләтләрниң биригә айланғанлиқини вә униң заманиви уруш айропиланлирини ишләпчиқиришниң тарихий бурулуш нуқтиси икәнликини оттуриға қойған.

«сабаһ» гезити: шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң, түркийә әскәрлириниң бир йалтайтқучи күч сүпитидә қибриста турушиниң интайин муһимлиқини тәкитләп: «қибрис мәсилисини һәл қилиш икки дөләтниң етирап қилиниш мусаписини бесип өтиду. шималий қибрис түрк җумһурийити етирап қилиниши керәк» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«стар» гезити: сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмудниң түркийә билән дөлити оттурисида түзүлгән мудапиә вә иқтисадий һәмкарлиқ рамка келишимини имзалиғанлиқини билдүрүп: «бу тарихий келишим хәлқимизниң бихәтәр вә парлақ кәлгүси қарап илгириләш мусаписидики йеңи сәһипидин дерәк бериду» дегәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити: түркийә җумһурийити хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәкниң байанат берип, нөвәттә түркийә ширкәтлириниң хәлқара базарда мәбләғкә техиму асан еришәләйдиғанлиқини оттуриға қойғанлиқини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, министир шимшәк: «биз пирограммидики көзлигән нишанимизға йеқинлашқансери, дөлитимизгә киридиған чиқими төвән, муддити узун сәрмайиниң йүрүшүш сүритиму ашиду» дегән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر