21.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2105340
21.02.2024

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң албанийә баш министири рама билән бирликтә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийәниң икки дөләт мунасивәтлирини тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң, «албанийә б д т дики пәләстин үчүн аваз ташлашта, тарихниң тоғра тәрипидә турди» дегәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә йәнә, албанийә баш министири раманиң түркийәниң нурғун мәсилиләрдә албанийәни қоллиғанлиқини, булардин миннәтдар икәнликлирини ейтқанлиқи билдүрүлди.

«һөррийәт гезити», албанийә баш министири раманиң, «ғәззәдә уруш тохтитишниң вақти аллиқачан йетип кәлди. әсирләр қойуп берилиши керәк. түркийә әтиниң бихәтәрликини сақлашта муһим рол ойнийалайдиған дөләт» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», тусаш (түркийә авийатсийә вә аләм қатниши ширкити) мотор санаити баш мудири мәһмут фаруқ акшитниң, рәқиплиригә селиштурғанда йуқири техникилиқ учқу моторлирини йасиғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, баш мудир мәһмут фаруқ ақшитниң, «дунйада рәқиплиримиз көп, әмма биз йасиған мотурлар наһайити күчлүк вә йахши. шуңа, чәт әлләрдин көп тәләп бар» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», америка конгрәсиниң тунҗи қетим америкада йашайдиған бир түркийә пуқрасини, йашаватқан иштатта хәлқ үчүн қошқан төһписи сәвәбидин мукапатлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәлик һүсәйин байрамниң америкада узун йиллардин буйан түркийә йемәк-ичмәк мәдәнийитиниң тонитилиши үчүн хизмәт қилғанлиқи билдүрүлди.          



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر