16.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2103116
16.02.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ» гезити: җумһур рәис әрдоғанниң исраилийәниң рәфаһқа қилған һуҗуми тоғрисида тохтилип: «пуқраларни <палани йәргә кетиңлар, у йәр бихәтәр> дәп өзи көрситип бәргән җайни бомбардиман қилишниң инсаний қиммәт қараш, уруш қануни, хәлқара қанун вә кишилик һоқуққа уйғун келидиған йери барму?! инсанийәт бу пәрйадқа дәрһал қулақ селиши керәк. тарих у кишиләрниң очуқ-ашкара қирғин қилинишиға көз йумғучиларни сотлайду. бу ирқий қирғинчилиқни садир қилғанлар болса, аллиқачан тарих алдида <гунаһкар> дәп җакарлинип болди» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фидан йавропа иттипақиниң истратегийәлик йол тутуп, түркийәгә тутуватқан позитсийәлиридики кимлик ​​сийаситигә хатимә бериши керәкликини оттуриға қойуп: «түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлири бәзи дөләтләрниң сийасий ғәрәзлиригә қурбан қиливетилмәслики керәк» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«һүррийәт» гезити: шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи йенс столтенбергниң, түркийәниң натониң җәнубтики муһим иттипақдиши икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити: түркийәниң тунҗи аләм сәпириниң мувәппәқийәтлик орундалғанлиқи, иккинчи қетимлиқ аләм учқучиси сәпирини мушу йил (2024) апрелда әмәлийләштүрүшни, 2026-йилиға барғанда айға қәдәм қойушни пиланлаватқанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: дунйаниң әң күчлүк армийәлири қатариға киргән түркийәниң, бу қетим американиң «йәршари от күчи» намлиқ тор бекити елан қилған тизимликтиму бирақла икки балдақ өрләп, 80 дөләт ичидә 7-рәттин орун алғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر