14.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2102050
14.02.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», 120 дин артуқ сәуди әрәбистан ширкитиниң түркийә ширкәтлири билән алақә орнитиш үчүн истанбулға келидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ширкәтләрниң енергийәдин банкачилиқ, мудапиәдин авийатсийәгичә болған кәң саһәдә мәбләғ селиш пурсәтлири үстидә музакирә өткүзидиғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийәниң йеза игилик мәһсулатлири екиспортиниң йанвар ейида %9.3 ешип 3.1 милйард долларға йәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, йанвар ейида истанбулниң 772.3 милйон долларлиқ йеза игилик мәһсулатлири експорт қилип биринчи орунда турғанлиқи, буниң түркийәниң җәмий йеза игилик мәһсулатлири екиспортиниң %24.7 ни игәлләйдиғанлиқи қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», истанбулниң 2023-йилда 17 милйон 370 миң 30 чәт әллик сайаһәтчини күтүвелип, рекорт йаратқанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», әнглийәдә чиқидиған «телеграф» гезитиниң «бу йил немә үчүн түркийәдә дәм елиш йили?» сәрләвһилик хәвиридә, оқурмәнлиригә түркийәдә дәм елишни тәклип қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, дунйада кишиләрни барғансери өзигә җәлп қиливатқан түркийәдики сайаһәт мәркәзлириниң, 2024-йилда испанийәдин қалсила әң көп сайаһәт қилинидиған иккинчи дөләт фирансийәни арқида қалдуридиғанлиқи илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر