12.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2101009
12.02.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 2023-йили 6-феврал йүз бәргән қаһраманмараш йәр тәврәш апәтлиридин кейин, районни қайтидин қуруп чиқиш хизмәтлирини тез сүрәттә давамлаштуруватқанлиқлирини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti) ниң истанбул күчүкчәкмәҗә наһийәсиниң һөкүмәт башлиқи нанзати әзиз йәниайниң сайлам сәпәрвәрлики җәрйанида йүз бәргән қораллиқ һуҗумни әйиблигәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», түркийәдә айал академклар нисбитиниң йавропа, иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилатидин йуқири икәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийәдә универстетлардики айал академиклар нисбитиниң %46.4 кә чиқип, йавропа, иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилати дөләтлиридики %43 лик айал академиклар оттуричә нисбитидин ешип кәткәнлики әскәртилди.

«стар гезити», америка дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң түркийә мудапиә санаитигә мәдһийәләр оқуғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, америка дөләт мудапиә министирлиқи әмәлдарлириниң, «түркийә қораллиқ учқулири технологийәсидики бөсүш характерлик илгириләшләрни йеқиндин көзитиватимиз» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر