09.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2100073
09.02.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (8-феврал) адийаманда  «йәр тәврәш апитигә учриғанларға өй тарқитип бериш мурасими» қатнашқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әрдоғанниң 2 миң 798 йүрүш өй тарқитилған мурасимда, «мудапиә санаити мәблиғини йәр тәврәш районлириға аҗраттуқ» дегәнлики билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», русийә кремил сарийи байанатчиси песковниң түнүгүн путинниң түркийә зийарити тәййарлиқлириниң давамлишиватқанлиқи тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», дөләт мудапиә министирлиқиниң йеқинқи күнләрдә ирақ вә сүрийәдә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә 44 террористниң уҗуқтурулғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», 2024-йилниң биринчи ейида 2023-йилниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда анталйаға кәлгән сайаһәтчиләр саниниң %4.13 ешип 229 миң 97 гә йәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر