08.02.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2099444
08.02.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниң йәр шариға қайтиш сәпириниң башланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, аләм учқучилири түнүгүн (7-феврал) әнқәрә вақти 17 дин 20 минут өткәндә хәлқара аләм понкитидин айрилғанлиқи вә қайтиш сәпириниң 48 саәт давамлишидиғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», һамасниң ғәззәдә уруш тохтитиш үчүн сунған тәклипидә, түркийә, мисир, қатар, русийә вә б д т ниң һәр түрлүк келишимдә кепил болушини тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», нато баш катипи столтенбергниң иттипақдаш дөләтләрниң украинаға қорал-йарағ вә оқ-дора йардәм қилиш мәсилиси бойичә елан қилған байанатида түркийәни мисал қилип көрсәткәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», сода министири өмәр болатниң, «екиспортимиз 2023-йили дунйа екиспорти вә импортида чекиниш көрүлгән болсиму, %0.64 ешип 256 милйард долларға йәтти» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», б б с (BBC) ниң дунйада әң көп сайаһәтчи күтүвалған 10 шәһәр тизимликигә киргән истанбул билән анталйаниң вухән вируси (Kovid-19 ) мәзгилидин кейин, чәт әллик сайаһәтчиләрниң мәзкизи болғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر