07.02.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2098685
07.02.2024

түркийә авази радийоси: «хабәртүрк» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн қаһраманмарашта өткүзүлгән йәр тәврәш туралғулири чәк ташлаш вә тарқитип бериш мурасимида сөз қилип: «йәр тәврәшниң интайин еғир қиш һаваси һөкүм сүрүватқан дәсләпки күнлиридә пидакарлиқ билән йәр тәврәш райониға йетип кәлгән қәһриманлиримизниң һечбирини унтуп қалмаймиз» дегәнликини йазди.

хәвәрдә көрситилишичә, түнүгүнки мурасим җәрйанида 9289 өй чәк ташлаш арқилиқ бекитилгән кишиләргә тапшуруп берилгән.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң, түркийәниң ливийәдә шәрқ билән ғәрб йаки һәр қандақ тәрәпләр оттурисида урушниң қайта башлинип кетишини халимайдиғанлиқини тәкитләп: «биз бенғазидики консулханимизни қайтидин ечишни қарар қилдуқ, уни пат йеқинда ачимиз» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«вәтән» гезити: йанвар ейида шәрқий қара деңиз районидин експорт қилинған түркийә салмун белиқиниң йиллиқ нисбәттә %59 ешип, 11 милйон 240 миң 719 тонниға йәткәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ» гезити: түркийә истатистика оргининиң түркийә нопусиниң 2023-йили 2022-йилиға селиштурғанда 92 миң 824 адәм көпийип, 85 милйон 372 миң 377 гә йәткәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити: америка инавәт дәриҗисини баһалаш оргини — фитчниң байанат елан қилип, түркийә қатарлиқ тәрәққий қиливатқан әң чоң тоққуз дөләткә киридиған мәбләғниң бу йил (2024)  йеқинқи 10 йилниң әң йүксәк пәллисигә йетип, 200 милйард долларға йетишини мөлчәрләватқанлиқини оттуриға қойғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر