29.01.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2094614
29.01.2024

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», ташқи ишлар министирлиқи түнүгүн (28-йанвар) байанат елан қилип, б д т ниң оттура шәрқтики пәләстинлик мусапирларға йардәм қилиш агентлиқиға қилиниватқан йардәмләрни тохтитиш қараридин чоңқур әндишә һес қилиниватқанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити»,  санаәт вә технологийә министири мәһмәт фатиһ каҗирниң түнүгүн бир түркүм тәтқиқатчи, алимларниң 8-қетимлиқ антарактика билим сәпиригә қатнишиш үчүн истанбулдин антарактикаға қарап йолға чиққанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир каҗирниң антарактикада түркийә билим тәтқиқат базиси қурулуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийәлик тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә министир мәһмәт фатиһ каҗир билән көрүшкәндин кейин, самсун универстетиниң оқутқучи-оқуғучилири билән торда көрүшкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алпәр гәзәравҗиниң  аләмдә қилидиған тәҗрибилири тоғрисида мәлумат бәргәнлики билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», испанийә реал мадрид командисиға йөткәлгән түркийә дөләтлик путбол командисиниң әзаси арда гүләрниң испанийә дәриҗидин ташқири бирләшмә путбол мусабиқисигә қатнашқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر