19.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2090611
19.01.2024

түркийә авази радийоси хәвири: «стар» гезити: SpaceX ниң түркийәниң тунҗи аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиму олтурған аләм кемисиниң флоридадики кенниди аләм бошлуқи мәркизидин мувәппәқийәтлик қойуп берилгәнликини, гәзәравҗиниң аләм сайаһитиниң мувәппәқийәтлик башлиғанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән» гезити: түркийә җумһурийити санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ қачирниң, «биз кәлгүсидә миллий ичидики аләм кемимиз билән учқучисиз ай сәпириниму ишқа ашуримиз, миллий ракета системимиз билән аләм бошлуқиға кириш иқтидаримизни ашуруп, өзимизниң аләм кемиси портимизни қуримиз» дегән сөзлирини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«һүррийәт» гезити: җумһур рәис әрдоғанниң түркийәниң террорлуққа қарши туруш күришидә һәргизму бәл қойувәтмәйдиғанлиқини тәкитләп: «бирилири һәр хил исимларни қойуп қоллиған, әзалирини тәрбийәләп қоралландурған бөлгүнчи тәшкилатқа чеграмизда <террористан> қурғузмақчи болушти. чегра һалқиған һәрбий һәрикәтлиримиз арқилиқ бу пиланни бузғанлиқимиз үчүн, дөлитимизгә бәдәл төләткүзүшкә урунушти. улар бизни һәргизму арқиға чекиндүрәлмәйду, йолимиздин қайталмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң, исраилийәниң пәләстингә қаратқан һуҗумлирини бихәтәрликни баһанә қилип қанунлаштурушқа урунушиниң һәргиз қобул қилинмайдиғанлиқини байан қилип: «бихәтәрлики тәһдиткә учраватқини исраилийә әмәс, әксичә, пәләстинликләр вә райондики дөләтләрдур» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң иранниң ирақ вә пакистан земинлириға қаратқан һуҗумлири нәтиҗисидә әвҗигә чиққан җиддийчиликтин әндишә қиливатқанлиқини билдүрүп, дост вә қериндаш үч дөләтни өзини бесивелип, соғуққанлиқ билән һәрикәт қилишқа чақирғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر