12.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2087732
12.01.2024

түркийә авази радийоси: «стар» гезити: түркийә, роминийә вә булғарийәниң қара деңиз минаға қарши туруш хизмәт гурупписи келишими имзалиғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири йашар гүләр мурасимда сөз қилип: «биз район вә йәр шариви бихәтәрлик, тинчлиқ вә муқимлиқ орнитишқа тиришиватимиз. биз монтрекис боғузлири әһдинамисини әстайидиллиқ, мәсулийәтчанлиқ билән битәрәп һаләттә йолға қойдуқ» дегән.

«һүррийәт» гезити: гиретсийә баш министири кирйакос митсотакисниң җумһур рәис әрдоған билән үч қетим көрүшкәндин кейин, икки дөләт мунасивитигә техиму үмидвар позитсийәдә болушқа башлиғанлиқини, түркийә пуқралириниң гирек араллирини визисиз сайаһәт қилиш түзүминиң марттин башлап йолға қойулидиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә җумһурийити мудапиә санаити идариси башлиқи халуқ гөргүнниң «боздоған» вә «гөкдоған» намлиқ башқурулидиған  бомбилириниң лайиһә тәкшүрүш синиқиниң тамамланғанлиқини байан қилип: «башқурулидиған бомбилиримиз қобул қилиш синиқиға тәййар» дегәнликини йазди.

«сабаһ» гезити: «тогг»ниң йеңи моделиниң америка қошма иштатлирида давам қиливатқан «2024 – йиллиқ истемалчилар електирон йәрмәнкиси»дә  тонуштурулғанлиқини, «тогг»ниң дунйа сәһнисигә чиққан йеңи модели «T10F» ниң зийарәтчиләрниң йуқири баһасиға еришкәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, токлуқ машинилар тоғрисида мақалиләрни йазидиған америкалиқ кимберлий җаваһери: «лайиһә наһайити есил, интайин гүзәл. мән омумий җәһәттин бәкла тәсирләндим» дегән.

«йеңи шәпәқ» гезити: CNN сайаһәт қанилиниң дунйадики әң йахши 20 хил шорпини рәткә тизип чиққанлиқи؛ нурғун дөләтләрниң интайин мәззилик шорпилири қатариға түркийәниң «йайлақ шорписи»ниңму киргүзүлгәнлики тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر