10.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2086624
10.01.2024

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн қирғизистан ташқи ишлар министири җеенбек кулунбайев билән көрүшүп, икки дөләт мунасивәтлири, район вә хәлқаралиқ мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, министир фидан қирғизистанлиқ мәнсәпдиши билән өткүзгән қошма мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, ғәрбниң ғәззәдики қирғинчилиқни қоллишиниң дунйа бихәтәрликини хәвпкә иттәргәнликини оттуриға қойған.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити ички ишлар министири әли йәрликайа түнүгүн түркийәниң террорлуққа қарши туруш күриши тоғрисида сөз қилип: «нөвәттә дөлитимиздә террор суйиистемал қилидиған саһәләр қалмиди. дөлитимиз хәлқи билән бир гәвдиләшти. қәйәрдә террор тәһдити йаки бир террорчи болса, уни увисида турғузуп бир тәрәп қиливатимиз. бизниң ахирқи нишанимиз, әң ахирқи террорчи бир тәрәп қилинип болғучә, күришимизни давамлаштуруштур» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«хабәртүрк» гезити: 2023-йили анталйаға кәлгән чәт әллик сайаһәтчиләр саниниң 395 миң 479 тиранс йолучини қошуп һесаблиғанда, 16 милйон 84 миң 737 гә йетип, анталйа сайаһәтчилики тарихида тунҗи қетим 16 милйон сайаһәтчи өткилидин һалқип кәткәнликини йазди.

«вәтән» гезити: гүлә – қақ ишләпчиқириштики байрақдарлиқ орнини сақлап келиватқан түркийәниң 2023-йили 70 миң 869 тонна гүлә експорт қилип, 408 милйон 74 миң доллар кирим қилғанлиқини хәвәр қилди.

«стар» гезити: «тогг»ниң америка қошма иштатлириниң ласвигас шәһиридә башланған 2024 - йиллиқ дунйаниң әң чоң истемалчилар електирон мәһсулатлири йәрмәнкисидики орнини алғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, тогг йәрмәнкидә иккинчи әқлий иқтидарлиқ үскүниси T10F ни дунйа сәһнисигә елип чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر