09.01.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә муһим мәзмунлири төвәндикичә:

2086144
09.01.2024

түркийә авази радийоси: «стар гезити», қизил деңизда 4-3 һәптидин буйан давамлишиватқан парахот қатниши сәвәбидин, йавропаниң түркийәдин мал екиспорт қилишни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, сода министири өмәр болатниң, «икки күндә түркийәдин қатнаш-тирансипорт артуқчилиқимиз сайисида таварлиримизни йавропа базарлириға йәткүзәләймиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», сода министири өмәр болатниң түркийә иқтисадиниң 2023-йилниң дәсләпки тоққуз ейида %4.7 ашқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2023-йили дунйа содиси %5 чекингән әһвал астида, түркийә екиспортиниң 255 милйард 800 милйон долларға йәткәнлики, 2023-йилниң дәсләпки тоққуз ейида түркийә иқтисадиниң %4.7 ашқанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә һава йоллириниң 2023-йилда 83.4 милйон йолучи тошуп, тарихидики әң йуқири йолучи тошуш рекорти йаратқанлиқини хәвәр қилди.

«хәбәр түрк гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири аларслан байрактарниң енергийә теҗәшкә 2030-йилғичә 20 милйард долларлиқ мәбләғ селинидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир байрактарниң, «бу селинмилар сайисида 2040-йилғичә 46 милйард доллар теҗәп қилиниду» дегәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә мәркизий банкасиниң башлиқи һафизә гайә әрканниң 11-йанвар (2023) нийу йоркта мәбләғлири 50 тирилийон долалрға йетидиған әң чоң мәбләғ фондлириниң 200 дин артуқ йуқири дәриҗилик башқурғучилири билән көрүшидиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر