05.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2084848
05.01.2024

түркийә авази радийоси: «һүррийәт» гезити: түркийәниң террорлуққа қарши туруш ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлигән дөләт мудапиә министирлиқиниң <террорчиларниң өзлирини сақлаватқан ақивәттин қечип қутулалмайдиғанлиқини, өткән һәптә ирақ вә сүрийәниң шималида 36 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқи>ни билдүргәнликини хәвәр қилди.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити миллий истихбарат идариси (MIT)ниң түркийәдә вәқә пәйда қилишни пиланлаватқанлиқи ениқланған п к к / к җ к әзаси террорчи садиқ шәйх әхмәтни ирақниң түркийә чеграсидин тәхминән 200 километир йирақлиқтики сулайманийә шәһиридә уҗуқтурғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити қатнаш вә ул әслиһә министири абдулқадир уралоғлуниң анталйаниң дунйадики муһим сайаһәт мәркәзлириниң бири икәнликигә ишарәт қилип, анталйа айродурумини кеңәйтип, йолучилар сиғимини 35 милйондин 82 милйонға йәткүзүшни пиланлаватқанлиқлирини билдүргәнликини йазди.

«вәтән» гезити: 2023 – йили түркийәниң муһим сайаһәт мәркәзлириниң бири болған кападокйани түркийәлик вә чәт әллик болуп, җәмий 4 милйон 826 миң 622 сайаһәтчиниң зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити: NBA ниң түрк васкетбол маһири алпәрән шәнгүнниң маһаритиниң күнтәртиптики орнини сақлап келиватқанлиқини, бу мусабиқә пәслидә җәмий 32 мәйдан мусабиқигә қатнашқан йаш маһирниң истатистика җәһәттә командисиниң алдинқи қатаридин орун елип, NBA ниң нурғун маһирлирини арқида қалдурғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر