03.01.2024

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2083505
03.01.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн байанат берип, 2023-йили експортниң алдинқи йилға селиштурғанда % 0.6 ешип, 255 милйард 809 милйон долларға йәткәнликини билдүргәнликини вә сөзини давамлаштуруп: «җумһурийитимиз тарихиниң експорт рекорти бузулди» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«вәтән» гезити: түркийә миллий истихбарат идарисиниң (ирақниң) сулайманийә тағлиқ районида зәрбә бериш һәрикити елип берип, п к к террорлуқ тәшкилатиниң аталмиш ​​зәһәрлик чекимлик ​​әткәсчилириниң бири болған абдулмуталип доғруҗини уҗуқтурғанлиқини хәвәр қилди.

«стар» гезити: гиретсийә дөләт қанили ERT ниң түркийә-гиретсийә мунасивити тоғрисида анализ елан қилип: «2024-йили түркийә-гиретсийә мунасивити үчүн интайин муһим» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити: қарабүкниң әскипазар наһийәсидики қәдимки шәһәр хадирийанополиста елип бериливатқан қезиш –тәкшүрүш җәрйанида, бир пәтнусқа қойулған тәхминән 1400 йиллиқ тарихқа игә 10 тәңгә тепилғанлиқини؛ констанс II гә тәвә мәзкур тәңгиләрниң милади 641-йилидин 666-йилиғичә болған җәрйанда бесилғанлиқиниң ениқланғанлиқини йазди.

«һүррийәт» гезити: анталйаниң бултур 15 милйон 689 миң 258 чәт әллик сайаһәтчини күтүвелип, тарихий рекорт йаратқанлиқини؛ шәһәргә өткән йили, шәһәргә 3 милйон 461 миң 762 сайаһәтчи йоллиған русийәниң биринчи рәттин орун алғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر