29.12.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2081963
29.12.2023

түркийә авази радийоси хәвири: «сабаһ» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң мәһәллә башлиқлири йиғинида сөз қилип: «биз террорчиларни өз өңкүрлиридә, өз увилирида йоқитиватимиз» дәп, 59 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, әрдоған миллий мәвҗутлуқ мәсилисиниң әһмийитини тәкитләп: «миллий мәвҗутлуқимизниң асаси болған бир милләт, бир байрақ, бир вәтән, бир дөләт пиринсипини йақлаш бизниң қизил сизиқимиздур» дегән.

«йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи мәнбәлириниң байанат берип: «(түркийә) армийәмизниң п к к/ к җ к / п й д – й п г вә фәтө қатарлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң һәр хил тәһдит вә хәвплиригә қарши үзлүксиз вә қәтий күриши давам қилмақта. <киргили, барғили болмайду> дейиливатқан җайлар һазир контроллуқ астида» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«хабәртүрк» гезити: җумһур рәис әрдоғанниң түркийә авийатсийә вә аләм бошлуқи санаити пай чәклик ширкити — тусаш тәрипидин тәрәққий қилдурулған учқучисиз һава аппарати — «анқа 3» ниң тунҗи учушини мувәппәқийәтлик тамамлиғанлиқини елан қилғанлиқини йазди.

«стар» гезити: җумһур рәис (әрдоғанниң) ташқи сийасәт вә бихәтәрлик ишлири баш мәслиһәтчиси, баш әлчи акиф чағатай қиличниң, америка кеңәш палатасиниң F-16 типлиқ күрәшчи айропиланларға алақидар хизмәтлирини күчәйткәнликигә ишарәт қилип: «чүшиниш һасил қилалмиған нуқтилиримиз азайди» дегәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити: адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлириға наразилиқ билдүрүп: «пуқраларни айрип олтурмастин тарихниң әң рәһимсиз һуҗумлирини қиливатқан исраилийә баш министири нетанйаһуниң җумһур рәисимизгә қарши дегән сөзлириниң қиммити йоқ. нетанйаһу нәпрәт билән хатирилиниду вә һаман бир күни қанунниң җавабкарлиқиға тартилиду» дегәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر