18.12.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2077632
18.12.2023

түркийә авази радийоси хәвири: «йеңи шәпәқ» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң америкалиқ мәнсәпдиши антоний блинкен билән телефонлишип, американиң нопузини ишқа селиш арқилиқ исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини тохтитиши керәкликини әскәрткәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң байанат берип: «биз техника йөткәш арқилиқ балилиқ мәзгили иммунитетлаш пирограммиси даирисидики ғалҗирлиқ, <а> типлиқ җигәр йаллуғи вә су чечики ваксиниси қатарлиқ үч хил ваксинини түркийәдә ишләпчиқиримиз. 2028-йили барлиқ ваксинилар түркийәдә ишләпчиқирилиду» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә йеза игилик башқармилири бирләшмиси рәиси шәмси байрақтарниң <түркийәниң 19 хил деһқанчилиқ мәһсулатини ишләпчиқиришта дунйада алдинқи төт дөләтниң биригә айланғанлиқи>ни байан қилип: «дөлитимиз дунйада көктат, мевә қатарлиқ нурғун деһқанчилиқ мәһсулатлири җәһәттә һәм дунйада биринчи орунда турмақта һәмдә мәһсулат көп хиллиқи җәһәттә алдинқи алаһидә көзгә көрүнмәктә» дегәнликини хәвәр қилди.

«һүррийәт» гезити: истанбул дунйаниң һәр қайси җайлиридики харри поттер мәстанилирини бир йәргә җәм қилған «сеһиргәрләр дунйаси» дукининиң төтинчисиниң истанбулда ечилидиғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, чәклик сандики «сеһиргәрләр дунйаси» намлиқ дуканлар лондон, нийуйорк вә токйодин кейин истанбулда ечилған.

«стар» гезити: хәлқара валибол бирләшмисиниң хитайда өткүзүлгән айаллар ләвһә талишиш мусабиқиси түркийә командисиниң һәл қилғуч мусабиқисигә шаһит болғанлиқини؛ мусабиқидә, әҗзаҗибаши командисиниң вақифбанк командисини 2 гә қарши 3 номур билән йеңип, чемпийон болғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر