15.12.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатида орун алған бәзи муһим хәвәрләрниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2076947
15.12.2023

түркийә авази радийоси хәвири: «вәтән» гезити: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән телефонлашқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә көрситилишичә, җумһур рәис телефон сөһбити җәрйанида, ғәззәдики тирагедийәни тездин тохтитиш керәкликини, америка исраилийәни шәртсиз қоллаштин ваз кәчсә, қисқа вақит ичидә уруш тохтитишқа капаләтлик қилғили болидиғанлиқини, йеқинқи күнләрдә һәм дунйа һәмдә америка җамаәтчиликиниң бу тәләпни техиму йуқири авазда оттуриға қойғанлиқини, районда узун муддәтлик уруш тохтитишқа капаләтлик қилишниң американиң тарихий мәсулийити икәнликини оттуриға қойған.

«сабаһ» гезити: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министири хақан фиданниң түнүгүн әзәрбәйҗанда байанат берип, ғәззәдә уруш тохтитишни капаләткә игә қилишқа пәқәт америкала тосқунлуқ қиливатқанлиқини оттуриға қойғанлиқини вә сөзини давамлаштуруп: «исраилийәни қоллиғанлар бу әһвални йахши чүшиниши керәк. мән америка қошма иштатлириниң б д т ниң қарарлириға техиму көп тосқунлуқ қилмаслиқини үмид қилимән» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«һүррийәт» гезити: түнүгүн өткүзгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида исраилийә-һамас уруши тоғрисида тохталған русийә пирезиденти виладимир путинниң, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң ғәззә тиришчанлиқида асаслиқ рол ойниғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«стар» гезити: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи мәнбәлириниң америка қошма иштатлириниң сүрийәдики террорлуқ тәшкилатлирини қоллиши тоғрисида тохтилип: «бизниң америкадин күтидиғинимиз бу террорлуқ тәшкилатиға бериватқан барлиқ йардәм вә қоллашларға хатимә берип, бизниң террорлуққа қарши туруш күришимизни сәмимий қоллишидур» дегәнликини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити: түркийә җумһурийити санаәт вә техника министири мәһмәт фатиһ качирниң хәлқара аләм понкитида хизмәт қилидиған тунҗи түрк аләм учқучиси алпәр гәзәравҗиниң 2024-йили 9-йанвар аләм бошлуқиға чиқидиғанлиқини елан қилғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر