20.11.2023

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

2066235
20.11.2023

түркийә авази радийоси: «‹ситар› гезити», «ғәззәдин тарқақлаштурулған 42 түркийә пуқраси түркийәгә елип келинди» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң тиришчанлиқи нәтиҗисидә «рәфаһ чегра еғизи» дин мисирға йетип барған 42 түркийә пуқраси, түркийә һава йоллири ширкитиниң айропилани билән қаһирәдин истанбулға елип келинди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «дунйа әллири пәләстин хәлқини қоллимақта» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

йавропадин асийағичә дунйаниң һәрқайси җайлирида, болупму исраилийәниң әң чоң қоллиғучиси болған америка қошма иштатлирида иҗтимаий таратқуларда йүзмиңлиған киши пәләстинни қоллап намайиш өткүзди. йавропадики нурғун дөләтләрдиму пәләстин хәлқини қоллап намайиш өткүзгән кәң хәлқ аммиси, өз йавропа дөләтлиридин исраилийәни қоллашни дәрһал тохтитишқа чақирди.

«‹сабаһ› гезити»,  «капитансиз һуҗум кемилири һалқилиқ вәзипиләрни өтәйду» сәрләвһилик төвәндики хәвирини оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәниң һалқилиқ вәзипиләрни өтәшкә тәййарлиниватқан капитансиз һуҗум кемилири тунҗи синақтин мувәппәқийәтлик өтти. пат йеқинда түркийә қораллиқ қисимлириниң қорал – йарағлири қатаридин орун алидиған капитансиз һуҗум кемилири һәрбий базиларни қоғдаш, издәш – қутқузуш, ахбарат топлаш, разведка қилиш, назарәт қилиш , чарлаш , йәр йүзи уруши вә минаға қарши туруш қатарлиқ вәзипиләрдә актип рол ойнайду.

«‹хәвәр түрк› гезити», «‹телеграф гезити› түркийәниң әгә деңизидики 4 җимҗит шәһәрни тонуштурди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

әнгилийәниң дунйаға даңлиқ «телеграф гезити» түркийәниң деңиз қирғақлиридики 4 җимҗит шәһирини тонуштурди. гезит бодрум, мармарис вә чәшмә қатарлиқ даңлиқ дәм елиш орунлириниң орнини алалайдиған районларни, шундақла  муғланиң койҗәгиз наһийәси вә ула наһийәсигә қарашлиқ ақйақа наһийәсини, измирниң фоча вә сәфәриһисар наһийәлирини тонуштурди.

«‹вәтән› гезити», «ковид – 19» йуқуми мәзгилидә сайаһәт саһәсидики әмгәк күчи қалаймиқанлишип кәткәндин кейин, йавропа дөләтлириниң диққитини түркийәгә мәркәзләштүргәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә көрситилишичә, йавропа дөләтлиридики карханилар  түркийәдики сайаһәт кәспидә оқуватқан оқуғучилар вә оқуш пүттүргән оқуғучиларни җәлп қиларлиқ хизмәт пурсити билән тәминлимәктә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر