14.08.2023

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2024141
14.08.2023

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң пат йеқинда чәт әл зийарәтлирини башлайдиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң авғуст (2023) ейиниң ахирлирида венгирийәни, сентәбир ейида һиндистан билән американи зийарәт қилидиғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң америка зийаритидә б д т хәвпсизлик кеңиши йиғиниға қатнишидиғанлиқи вә башқа дөләтләрниң рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқи қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», «германийә авази радийоси» ниң интернет сәһиписидә елан қилинған бир мақалидә, түркийәниң украина-русийә урушидики ролиға йуқири баһа берилгәнликини хәвәр қилди.

мақалидә, русийә украинаға қарши ишғал уруши башлиғандин кейин, түркийәниң истанбул вә чанаққалә боғузидин уруш парахотлириниң өтүшини чәкләп, деңиздики күч тәңпуңлуқини қоғдиғанлиқи әскәртилди. 

мақалидә, бу әһвалниң түркийәни муһим гео истратегийәлик җәһәттин техиму муһим орунға игә қилғанлиқи тәкитләнди.

«стар гезити», түркийәдә мусапирлар вә қанунсиз көчмәнләрни өз дөлитигә қайтуруш үчүн кәң даирилик хизмәтләрниң ишлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу рамкида сүрийәниң һәләб районида иҗтимаий вә сода ишлирини җанландурушниң нишан қилиниватқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә йәнә, мәзкур пилан иҗра қилинишқа башланғанда, түркийәдә йашаватқан йүз миңларчә сүрийәликниң дөлитигә қайтидиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر