өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду

өзбекистанда венгирийә вә йавропа ширкәтлири үчүн алаһидә әркин иқтисадий район қурулиду.

2137102
өзбекистан билән венгирийә әркин иқтисадий район қуриду

түркийә авази радийоси хәвири: өзбекистан пирезидент мәһкимиси ишханисиниң бу һәқтә елан қилған  байанатиға қариғанда, өзбекистан пирезиденти шәвкәт мирзийойев  бу дөләттә рәсмий зийарәттә болуватқан венгирийә ташқи ишлар вә ташқи сода министири петер сизиҗҗартони қобул қилған.

икки рәһбәрниң учришишида, өзбекистан – венгирийә мунасивәтлирини күчәйтиш, санаәт, дора санаити, маарип, йеза игилик, белиқчилиқ, әшйа обороти вә башқа саһәләрдики һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруш тоғрулуқ тәпсилий музакирә елип берилған.

учришишта, венгирийә вә йавропа ширкәтлириниң мәбләғ селиш лайиһәлири үчүн ташкәнт әтрапида дәрһал алаһидә әркин иқтисадий район қурушниң зөрүрлүки тәкитләнгән, шундақла  өзбекистан билән венгирийәниң түрк дөләтлири тәшкилатиниму өз ичигә алған хәлқаралиқ вә районлуқ тәшкилатлар оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш мәсилилири көздин кәчүрүлгән.

венгирийә ташқи ишлар вә ташқи сода министири петер сизиҗҗарто зийарити даирисидә йәнә өзбекистан ташқи ишлар министири бәхтийар сәйдов биләнму көрүшкән.

икки министирниң учришишида, өзбекистан – венгирийә оттурисидики һәмкарлиқиниң даирисини йәниму кеңәйтиш һәққидә музакирә елип берилған.

көрүшүштин кейин, сәйдов билән сизиҗҗарто 2024-2026-йиллиқ өзбекистан - венгирийә ташқи ишлар министирлиқлири ара һәмкарлиқ пирограммиси вә икки дөләт һөкүмәтлириниң қайта һасил болидиған енергийә байлиқини ечиш саһәсидики һәмкарлиқ лайиһәсини имзалиған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر