нуман қуртулмуш қазақистан вә өзбекистанда рәсмий зийарәтни башлиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш 19 – майдин 23 – майғичә қазақистан вә өзбекистанда рәсмий зийарәттә болиду.

2141221
нуман қуртулмуш қазақистан вә өзбекистанда рәсмий зийарәтни башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: нуман қуртулмушниң  учришишлирида, қазақистан вә өзбекистан билән болған мәвҗут һәмкарлиқлар шундақла парламентлар ара мунасивәтләрни йәниму илгири сүрүш үчүн керәклик хизмәтләр музакирә қилиниду. түрк дунйаси билән болған мунасивәтләрдин башқа йәнә район характерлиқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә пикир алмаштурулиду.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи нуман қуртулмуш 19-майдин 21-майғичә болған арилиқта қазақистанниң пайтәхти астанадә қазақистан парламенти башлиқи йәрлан кошанов, қазақистан кеңәш палатасиниң башлиқи мәвлен ашимбайев вә қазақистан баш министири олҗас бәктенов билән айрим айрим учришиш өткүзиду һәмдә қазақистан пирезиденти қасим җомәрт токайев тәрипидинму рәсмий қобул қилишини мөлчәрләнмәктә.

нуман қуртулмуш йәнә қазақистанниң түркистан шәһириниму зийарәт қилиду вә хоҗа әһмәт йәсәви университетида өткүзүлидиған программида нутуқ сөзләйду.

нуман қуртулмуш 22 -  майдин 23 - майғичә болған арилиқта өзбекистанниң пайтәхти ташкәнттә зийарәттә болиду. өзбекистан алий парламенти қанун чиқириш мәҗлисиниң рәиси нурдинҗан исмаилов, өзбекистан кеңәш палатаси рәиси танзила нарбайева вә өзбекистан баш министири абдулла арипов билән көрүшиду.

нуман қуртулмушниң йәнә, өзбекистан пирезиденти шавкәт мирзийойев тәрипидинму қобул қилиниши пиланланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر