қазақистаниң бәзи өлкилиридә җиддий һаләт елан қилинди

қазақистанда еригән қар сулириниң йезиларда тешип кетиши нәтиҗисидә, 2 миңдин артуқ киши тарқақлаштурулди. бәзи өлкиләрдә «район характерлик җиддий һаләт» елан қилинди.

2121923
қазақистаниң бәзи өлкилиридә җиддий һаләт елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистанда қелин қар йеғиш билән өткән қиштин кейин кәлгән баһар һаваси, қар сулириниң тешип кетишини кәлтүрүп чиқарди. бу сәвәбтин бәзи йезиларниң пүтүнләй су астида қалғанлиқи билдүрүлди. дөләтниң җәнуби, ғәрбий вә шәрқий қисимлиридики ташйоллар билән көврүкләрниң су астида қелиши сәвәбидин йеза қатниши қийинлашти.

қазақистан җиддий ишлар министирлиқи байанат елан қилип, түркистан, актөбә, костанай вә ғәрбий қазақистан өлкилиридә су астида қалған йезилардин 613 кичик балини қошқанда җәмий 2 миң 54 кишиниң тарқақлаштурулғанлиқини билдүрди.

су бесип кетиш вәқәлиригә әң көп учриған ғәрбий қазақистан, абай, актөбә вә костанай өлкилиридики бәзи җайларда, «район характерлик җиддий һаләт» елан қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر