қирғизистан- таҗикистан чеграсиниң 10.7 киломитирлиқ қисми үчүн келишим һасил қилинди

қирғизистан билән таҗикистан оттурисидики чеграниң талаш-тартишлиқ 10.7 киломитирлиқ қисми үчүн келишим һасил қилинди.

2116632
қирғизистан- таҗикистан чеграсиниң 10.7 киломитирлиқ қисми үчүн келишим һасил қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: қирғизистан һөкүмити ахбарат оргининиң байанатиға асасланғанда, чегра бәлгиләш комитетлири 12-марттин 17-мартқичә (2024) таҗикистанниң соғди райониға қарашлиқ бостон шәһиридә йиғин ачқан.

хизмәт гуруппилири қирғизистан-таҗикистан дөләт чеграсиниң йәнә 10.7 киломитирлиқ қисми үчүн пикир бирлики һасил қилип, келишим имзалиған.

келәр қетимлиқ йиғинниң қирғизистанда өткүзүлидиғанлиқи билдүрүлди.

қирғизистан билән таҗикистан оттурисидики тәхминән 970 киломитирлиқ чеграниң 503 киломитирлиқ қисми үчүн, талаш- тартишлар йүз берип кәлмәктә иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر