түркмәнистан миллий рәһбири әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди

түркмәнистан миллий рәһбири гурбангули бәрдимуһәммәдов җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң икки дөләт мунасивитини тәрәққий қилдурушқа әһмийәт бәргәнликигә рәһмәт ейтти.

2114419
түркмәнистан миллий рәһбири әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: бәрдимуһәммәдов TRT Haber қанилиниң соаллириға җаваб бәргәндә, түркийә ичи-сиртида һөрмәткә сазавәр болған вә милйонларчә көрүрмини бар TRT Haber қанили билән сөһбәт өткүзүшниң хушаллинарлиқ иш икәнликини, униң өзигә түркий дөләтләр оттурисидики мунасивәтләр һәққидики көз қаришини байан қилиш пурсити бәргәнликини ейтти.

бәрдимуһәммәдов түрк хәлқлириниң йилтизиниң бир икәнликини әскәртип: «бу әһвал бизниң өзара мунасивитимизгә алаһидә мәнә беғишлайду. гәрчә биз мустәқил, игилик һоқуқлуқ дөләтләр болсақму, әмма бизниң узун муддәтлик ортақ нишан вә мәнпәәтимиз барлиқини унтуп қалмаймиз» деди.

түркмәнистан миллий рәһбири бәрдимуһәммәдов өзиниң түрк дөләтлири тәшкилатини, түрк дөләтлири оттурисидики иқтисадий, мәдәнийәт һәмкарлиқини күчәйтишни мәқсәт қилидиған бир тәшкилат, шундақла уни истиқбаллиқ вә ишәнчлик хәлқаралиқ шерик дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

бәрдимуһәммәдов җумһур рәис әрдоғанниң икки тәрәплик мунасивәтниң тәрәққийатиға көңүл бөлүши вә бу җәһәттики сәзгүрлүкидин миннәтдар икәнликини тилға елип: «йеқинда түркмәнистан пирезиденти (сәрдар бәрдимуһәммәдов)ниң җанаблирини (җумһур рәис әрдоғанни) <түркмән хәлқиниң пәхрий ақсақили> дәп җакарлиши җумһур рәис әрдоғанниң түрк дунйасиға қилған хизмәтлирини тәкитләш маһийитигә игә иди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر