түрк дөләтлири тәшкилати ақсақаллар кеңиши ашхабадта өткүзүлиду

түрк дөләтлири тәшкилати ақсақаллар кеңиши йиғини 12 - мартта түркмәнистанниң пайтәхти ашхабадта өткүзүлиду.

2113579
түрк дөләтлири тәшкилати ақсақаллар кеңиши ашхабадта өткүзүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: әза дөләтләрниң ақсақаллири (мәслиһәтчилири) қатнишидиған йиғинда, кеңәшниң рәиси бинали йилдирим түркийәгә вәкиллик қилиду.

йиғинда илгири мақулланған қарарлар музакирә қилинип, әза дөләтләр оттурисидики һәмкарлиқни ашурушниң йоллири үстидә издиниш елип берилиду.

түрк дөләтлири тәшкилати ақсақаллири мушуниң билән 15 - қетим бир йәргә җәм болған болиду.

түркмәнистан пирезиденти сәрдар бәрдиммуһәмәдов меһманларни әң йуқири сәвийәдә күтүвелиш үчүн мәхсус қарарнамә чиқарди.

түркмәнистанниң миллий рәһбири вә ақсақили қурбангули бәрдимуһәммәдовниң саһибханлиқида күтүвелинидиған ақсақалларға, рәсмий иптар зийапити берилиду вә зийапәттә қуран тилавәт қилиниду.

кеңәш йиғиниға, тәшкилатниң асаслиқ әзаси түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан вә өзбекистан, шундақла көзәткүчи дөләт венгирийә йоллиған ақсақалларму қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر