алмутада 6.1 бал йәр тәвриди

қазақистанниң җәнубидики алмута шәһиригә йеқин җайда 6.1 бал йәр тәвриди.

2110560
алмутада 6.1 бал йәр тәвриди

түркийә авази радийоси хәвири: қазақистан җиддий ишлар министирлиқи йәр тәврәш тәтқиқат понкити мәркизиниң байанатиға асасланғанда, 6.1 бал йәр тәврәшниң мәркизий алмутаниң җәнубиға 31 киломитир келидиған болуп, шу йәрниң вақти 11:22 дә йүз бәргән. йәр тәврәш җәрйанида шәһәрдә агаһландуруш сигнали челинған.

алмута җиддий әһваллар идарисиниң байанатида, кочиларға чиқивалған шәһәр аһалилири алақзадә болмаслиқ һәққидә агаһландурулди.

байанатта, бу қетимқи йәр тәврәштә өлүм-йетим һадисисиниң көрүлмигәнлики вә маддий зийанға даир учур топлаш хизмәтлириниң давам қиливатқанлиқи уқтурулди.

йәр тәврәш қошна дөләт қирғизистанниң пайтәхти бишкәктиму һес қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر