татар бәзи чоң дөләтләрниң ғәззә мәсилисидә икки йүзлимичилик қилғанлиқини оттуриға қойди

шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар бәзи чоң дөләтләрниң исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқи тоғрисида икки йүзлимичилик қилишиға наразилиқ билдүрди.

2110032
татар бәзи чоң дөләтләрниң ғәззә мәсилисидә икки йүзлимичилик қилғанлиқини оттуриға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: -нөвәтлик анталйа дипломатийә мунбиригә иштирак қилиш үчүн кәлгән шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарға анадолу агентлиқиниң «исраилийәниң ғәззәдә садир қилған җинайәтлири дәлил маһийитидики  рәсимләр билән намайан қилип берилгән <испат>» намлиқ китаби тәқдим қилинди.

китабтики сүрәт вә учурларға көз йүргүрткән татар, китабни көрүп, исраилийәниң ғәззәдики қирғинчилиқи вә вәһшийликидин йәнә бир қетим һәйран қалғанлиқини ейтти.

у исраилийәниң ғәззәдә йардәм күтүп туруватқан пуқраларға қилған һуҗумини әйиблиди вә ғәззәдә 30 миңдин артуқ адәмниң өлтүрүлүшини «қобул қилғили болмайдиғанлиқи»ни қәйт қилди.

ғәззә мәсилисидә «қош өлчәм» қоллинилғанлиқиға шаһит болғанлиқиға ишарәт қилған татар: «ғәззәдики қирғинчилиқни ойлиғинимизда, дунйадики бәзи чоң күчләрниң икки йүзлимичилик қилип, қош өлчәм қолланғанлиқини, уларниң көзлиригә көрүнгән мәнпәәтни қолға кәлтүрүш үчүн, бир әвладни қирғин қилишқа тутушқанлиқини көрдуқ. буниңға қарап, мән дунйаниң кәлгүсидин әнсирәватимән» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر